чавушоғлу ливийә дипломатийә министири билән көрүшти

ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу ливийә дипломатийә министири нәҗла мәнгуш билән пайтәхт әнқәрәдә бир йәргә җәм болди.

1719800
чавушоғлу ливийә дипломатийә министири билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: чавушоғлу, аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә, бу һәқтә елан қилған байанатида, мундақ деди: «бүгүнки тунҗи меһминимиз қериндаш дөләт ливийәниң дипломатийә министири нәҗла мәнгуш иди, учришишта, икки тәрәп мунасивәтлиримиз вә күнтәртипимиздики мәсилиләр һәққидә музакирә елип бардуқ.»

түркийәниң ливийәниң муқимлиқи вә параванлиқиға қарита йардәмлириниң үзлүксиз давамлишидиғанлиқини тәкитлигән чавушоғлу, мундақ дәп көрсәтти: «ливийәдә сайламларниң әркин, адил вә ишәнчилик шәкилдә өткүзүлүшини қоллаватимиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر