америка «түркийәгә қаритилған һуҗум»ни әйиблиди

америка қошма иштатлири сүрийәдә шеһит қилинған икки түрк сақчиниң аилә-тавабиатлиридин һал сориди вә һуҗумни әйиблиди.

1718744
америка «түркийәгә қаритилған һуҗум»ни әйиблиди

түркийә авази радийоси хәвири: америка ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси нед прайс күндилик ахбарат елан қилиш йиғинида, бөлгүнчи терорлуқ тәшкилати й п г / п к к ниң түркийәгә қилған һуҗуми тоғрисида тохталди.

байанатчи нед прайс й п г / п к к ниң исмини тилға алмастин: «биз нато (шималий атлантик әһди тәшкилати)дики иттипақдишимиз түркийәгә чегра сиртидин қилинған һуҗумларни әйибләймиз, һәмдә сүрийәдә өлтүрүлгән икки түрк сақчиниң аилә-тавабиатлиридин һал сораймиз» деди вә сөзини давамлаштуруп: «һәр қайси тәрәпләрниң уруш тохтитиш бәлгилимисигә әмәл қилиши, сүрийәниң муқимлиқини күчәйтип, сийасий һәл қилиш чариси тепиш үчүн тиришиши наһайити муһим» дегәнләрни қәйт қилди.

у йәнә: «түркийә бизниң шималий атлантик әһди тәшкилатидики муһим иттипақдишимиз вә терорлуққа қарши туруштин тартип сүрийәдики тоқунушни ахирлаштурушқичә болған нурғун саһәләрдә ортақ мәнпәәтлиримиз бар. әнқәрә билән сүрийә сийасити тоғрисида давамлиқ кеңишимиз» дегәнләрни сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر