әрдоған: хәлқара җәмийәтниң афғанистан хәлқини өз тәқдиригә ташлап қойуштәк бир таллиши йоқ

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған, хәлқара җәмийәтниң афғанистан хәлқидин йүз өрүп, уни өз тәқдиригә ташлап қойуштәк бир таллишиниң йоқлуқини оттуриға қойди.

1718572
әрдоған: хәлқара җәмийәтниң афғанистан хәлқини өз тәқдиригә ташлап қойуштәк бир таллиши йоқ

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған,  20 дөләт гуруһиниң афғанистан темилиқ пәвқуладдә рәһбәрләр йиғиниға истанбулдики ваһдәттин сарийидин син көрүнүшлүк ишитрак қилди.

афғанистанниң йеңи сийасий вә җуғрапийәлик сийасий реаллиққа дуч келиватқанлиқини, дөләтниң муқимлиқини тездин капаләтләндүрүшниң район үчүнла әмәс, хәлқара үчүнму муһим әһмийәткә игә икәнликини байан қилип: «талибанни сиғдурушчан һөкүмәт қурушқа йетәклишимиз керәк» деди.

«хәлқара җәмийәтниң афғанистан хәлқидин йүз өрүп, уни өз тәқдиригә ташлап қойуштәк бир таллиши йоқ» дегән әрдоған, барғансери еғирлишиватқан инсанпәрвәрлик киризиси түпәйли афғанистан хәлқи билән күчлүк иттипақдашлиқ орнитиш лазимлиқини тәкитлиди.

әрдоған, түркийә қизил ай җәмийитиниң йеқинда афғанистанни 33 тонна йемәклик йардими билән тәминлигәнликигә ишарәт қилип: «биз бу қийин күнләрдә афғанистан хәлқигә болған қериндашлиқ мәҗбурийитимизни давамлиқ ада қилимиз» деди.

афғанистандики өзгиришләрниң көчмәнлик хәвипини ашурувәткәнликини тилға алған әрдоған: «түркийә афғанистан мәнбәлик йеңи көчмәнләр йүкини көтүрүп кетәлмәйду. мән 20 дөләт гуруһи ичидә хизмәт гурупписи қурушни тәвсийә қилимән. түркийә болуш сүпитимиз билән биз бу гуруппиниң башлиқлиқиниму тәләп қилимиз» дегәнләрни қәйт қилди.

әрдоған түркийә дуч келидиған көчмәнләр бесиминиң тәсиригә йавропа  дөләтлириниң муқәррәр учрайдиғанлиқини сөзлиригә илавә қилди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر