түркийә йәмәндә йүз бәргән һуҗумни әйиблиди

түркийә йәмәнниң әдән валийси әһмәд һамид ламласиниң аптомобил әтритигә қилинған һуҗумни әйибләп вә тәзийә билдүрүп байанат елан қилди.

1717595
түркийә йәмәндә йүз бәргән һуҗумни әйиблиди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә ташқи ишлар министирлиқи тәрипидин бу һәқтә елан қилинған йазма байанатта, мундақ дейилди: «йәмәнниң әдән вилайитидә түнүгүн әдән валийси әһмәд һамид ламласиниң аптомобил әтритигә аптомобил бомба билән һуҗум қилинғанлиқи, һуҗумда адәм өлүш вә йарилиниш әһвали көрүлгәнликидин толиму әпсусланған һалда  хәвәр таптуқ, бу қәбиһ һуҗумни әйибләймиз, һуҗумда һайатидин айрилғанларға аллаһ тааладин рәһмәт, йариланғанларға шипалиқ тиләймиз, дост вә қериндаш дөләт йәмән хәлқи вә һөкүмитигә тәзийә билдүримиз.»

йәмән учур ишлири министири муәммәр әррийани, аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә елан қилған байанатида,  әдән валийси әһмәд һамид ламласиниң аптомобил әтритиниң аптомобил бомба һуҗумиға учрап, 6 кишиниң қаза қилғанлиқи, 7 кишиниң йариланғанлиқини уқтурғаниди.

әдән валийси әһмәд һамид ламласи, һуҗумдин кейин елан қилған байанатида, әһвалиниң йахши икәнликини билдүргәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر