чавушоғлу белградта судан вә һайти ташқи ишлар министирлири билән көрүшти

ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу иттипақ түзмәслик һәрикити қурулғанлиқиниң 60 йиллиқини тәбрикләш үчүн йетип барған сербийәдә, судан вә һайти дипломатийә министирлири билән бир йәргә җәм болди.

1717646
чавушоғлу белградта судан вә һайти ташқи ишлар министирлири билән көрүшти
cavusoglu-claude joseph.jpg
cavusoglu-mariam almansoura alsadig almahdi sudan.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: чавушоғлу, аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә, судан ташқи ишлар министири билән болған учришиши һәққидә елан қилған байанатида, мундақ деди: «белград зийаритимизни судан ташқи ишлар министири, қериндишим мәрйәм әссадиқ билән көрүшүп, кәң даирилик мунасивәтлиримиз һәққидә музакирә елип бериш арқилиқ башлидуқ, бизниң суданни қоллишимиз үзлүксиз давамлишиду.»

у иккинчи учришиши тоғрилиқму байанат елан қилип мундақ деди: «белградтики иккинчи учришишимизни һайти ташқи ишлар министири клавуд җосеф билән әмәлгә ашурдуқ. учришишта, мунасивәтлиримизни һәр саһәдә тәрәққий қилдуруш ирадимизниң қәтийликини ипадилидуқ.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر