түркийә - иран сийасий кеңәш йиғини пайтәхт әнқәрәдә чақирилди

түркийә билән иран оттурисидики сийасий кеңәш йиғинлири ахирлашти.

1717055
түркийә - иран сийасий кеңәш йиғини пайтәхт әнқәрәдә чақирилди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқи иҗтимаий таратқу суписи — твиттердики адресида учур һәмбәһриләп, кеңәш йиғининиң түркийә муавин ташқи ишлар министири баш әлчи сәдат өнал билән иранниң муавин ташқи ишлар министири әли багәри кәниниң рийасәтчиликидә пайтәхт әнқәрәдә өткүзүлгәнликини уқтурди.

мәзкур учурда: «кеңишиш җәрйанида, икки тәрәп мунасивитимиз музакирә қилинди, униңдин башқа сүрийә, афғанистан, кавказ вә йәмәнни өз ичигә алған район вә хәлқаралиқ тәрәққийатлар һәққидә пикир алмаштурулди» дегән ибариләргә орун берилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر