тинчлиқ булиқи һәрбий һәрикити елип берилғанлиқиниң икки йиллиқи хатириләнди

түркийә җумһурийити дөләт мудапиә министирлиқи, сүрийәниң шималида елип берилған тинчлиқ булиқи һәрбий һәрикитиниң иккинчи йиллиқини хатириләш мунасивити билән телеграмма тарқатти.

1717114
тинчлиқ булиқи һәрбий һәрикити елип берилғанлиқиниң икки йиллиқи хатириләнди

түркийә авази радийоси хәвири: дөләт мудапиә министирлиқиниң иҗтимаий таратқудики адресиға чиқирилған син көрүнүшлүк телеграммида: «тинчлиқниң нами мәһмәтчик (түрк әскири). тинчлиқ, бихәтәрлик вә хатирҗәмликни сақлаш үчүн алаһидә қәһриманлиқ вә пидакарлиқ билән елип берилған тинчлиқ булиқи һәрбий һәрикитиниң иккинчи йилида қәһриман шеһитлиримизға аллаһтин мәғпирәт, қәһриман ғазилиримизға саламәтлик вә бәхтлик узун өмүрләр тиләймиз» дегән ибариләргә орун берилди.

син көрүнүшидә, тинчлиқ булиқи һәрбий һәрикити районидки тоқунушларда зийанкәшликкә учриған пуқраларниң йардәм чақириқлири билән бирликтә түркийә армийәсиниң районда елип барған зәрбә бериш һәрикәтлири вә йардәм бериш җәрйанлириға даир көрүнүшләр орун алди.

син көрүнүшидә йәнә, райондики аһалиниң түркийә армийәсигә миннәтдарлиқ билдүргән сөзлиригиму орун берилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر