түркийә бүйүк милләт мәҗлиси башлиқи мустафа шәнтоп римда зийарәттә болмақта

түркийә бүйүк милләт мәҗлиси башлиқи мустафа шәнтоп 20 – г гуруһиниң нөвәтчи рәиси италийәниң саһибханилиқида чақирилидиған 20 – г гуруһи парламент башлиқлири йиғиниға қатнишиш үчүн италийәниң пайтәхти римда зийарәттә болмақта.

1715977
түркийә бүйүк милләт мәҗлиси башлиқи мустафа шәнтоп римда зийарәттә болмақта

түркийә авази радийоси хәвири: һәмраһлиқидики һәйәт билән бирликтә түнүгүн шу җай вақти чүштин кейин саәт 6.15 дә рим шәһиридики киампино айродурумиға йетип барған түркийә бүйүк милләт мәҗлиси башлиқи мустафа шәнтоп, бүгүн 20 – г гуруһинң нөвәтчи рәиси италийә тәрипидин италийә палатасида ишқа ашурулидиған парламент башлиқлири йиғининиң, «инсанлар, йәр шари вә гүллиниш үчүн парламентларниң әһмийити» темилиқ  ечилишиға қатнишиду.

«‹ковид – 19› йуқуми кәлтүрүп чиқириватқан иҗтимаий вә ишқа орунлишиш кризислирини һәл қилиш чарилири» темисида ишқа ашурулидиған олтуруштиму нутуқ сөзләйдиған шәнтоп, икки тәрәплик учришишларни елип бариду, һәмдә 20 – г гуруһи парламент башлиқлири йиғини даирисидә, бүгүн, «иҗтимаий вә муһит сиҗиллиқи җәһәттә иқтисадий тәрәққийатни қайта җанландуруш» темилиқ олтурушта, әтәнә, «ковид – 19 йуқумидин кейинки мәзгилдә сиҗиллиқ вә йемәклик бихәтәрлики» темилиқ олтурушта нутуқ сөзләйду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر