сентәбир ейида нурғун террорчи бир тәрәп қилинди

терроризмға қарши күрәш даирисидә елип берилған һәрбий һәрикәтләр давамида сентәбир ейида бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к мәнсуби 95 террорчи бир тәрәп қилинди.

1714811
сентәбир ейида нурғун террорчи бир тәрәп қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә муавин ички ишлар министири, қошумчә министирлиқ байанатчиси исмаил чатақли, айлиқ мухбирларни хәвәрләндүрүш йиғинида, түркийәниң терроризмға қарши күриши һәққидә бәргән байанатида, сентәбир ейида, аталмиш йуқири дәриҗилик террорчиниму өз ичигә алған 95 террорчиниң бир тәрәп қилинғанлиқини тәкитләп мундақ деди: «әтийаз – йаз  һәрбий һәрикәтлири давамида, <қизил рәңлик тутуш буйруқи> тизимликидин 4,  <көк рәңлик тутуш буйруқи> тизимликидин 1, <қизғуч рәңлик тутуш буйруқи> тизимликидин 10, <күл рәңлик тутуш буйруқи> тизимликидин 17 вә тизимлик сиртидикиләрдин 8 болуп, аталмиш йуқири дәриҗилик 39 террорчиниму өз ичигә алған 127 террорчи бир тәрәп қилинди, елимиздики террорчиларниң сани бүгүн етибари билән 189 ға чүшти.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر