әтийаз - йаз пәслидә нурғун террорчи бир тәрәп қилинди

түркийә армийәсиниң әтийаз - йаз пәслидә бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к ға қарши елип барған һәрбий һәрикәтлири давамида, аталмиш йуқири дәриҗилик 39 ини өз ичигә алған 127 террорчи бир тәрәп қилинди.

1712938
әтийаз - йаз пәслидә нурғун террорчи бир тәрәп қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: 2021 – йили апрелда башланған әтийаз – йаз пәсли «әрән» һәрбий һәрикәтлири мувәппәқийәтлик һалда тамамланди.

бу җәрйанда, 4 и «қизил рәңлик тутуш буйруқи», 1 и «көк рәңлик тутуш буйруқи», 10 и «қизғуч рәңлик тутуш буйруқи», 17 и «күл рәңлик тутуш буйруқи» категорийәсидики вә  5 и рәң категорийәсидә болмиған аталмиш  йуқири дәриҗилик 39 ини өз ичигә алған 127 террорчи бир тәрәп қилинди؛ 402 панаһ җай, ғар вә йәр асти искилати, 242 мина, партлатқуч, 271 қорал – йарағ, 258 қол бомбиси,  632 түп (туң) вә 13 тонна йемәк - ичмәк һәм турмуш буйумлири қолға чүшүрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر