әрдоған: америка сетип бәргән болса, русийәдин алмиған болаттуқ

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған түркийәниң русийәдин S-400 һава мудапиә системиси сетивелишиниң шималий атлантик әһди тәшкилати — натоға зийан салидиғанлиқи тоғрисидики тәнқидни рәт қилди.

1712521
әрдоған: америка сетип бәргән болса, русийәдин алмиған болаттуқ

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған түркийәниң русийәдин S-400 һава мудапиә системиси сетивелишиниң шималий атлантик әһди тәшкилати — натоға зийан салидиғанлиқи тоғрисидики тәнқидни рәт қилип: «әгәр америкалиқлар вәтәнпәрвәр намлиқ башқурулидиған бомба мудапиә системисини түркийәгә сетип бәргән болса, биз S-400 ни сетивалмиған болаттуқ» деди.

американиң «нйу-йорк вақти» гезити, 76 – нөвәтлик б д т омумий кеңиши йиғинлири җәрйанида  җумһур рәис әрдоған билән өткүзгән сөһбитиниң S-400  ға алақидар бөлүмини елан қилди.

әрдоғанниң түнүгүн русийә пирезиденти виладимир путин билән өткүзгән икки тәрәплик учришишиға мунасивәтлик хәвәргә қистурма қилип елан қилинған мәзкур бөлүмдә, әрдоғанниң русийәниң илғар мудапиә системисини сетивелиш арқилиқ ғәрбниң асаслиқ һәрбий иттипақи болған натоға бузғунчилиқ қиливатқанлиқи тоғрисидики тәнқидни рәт қилғанлиқи оттуриға қойулди.

хәвәрдә, җумһур рәис әрдоғанниң «нйу – йорк» гезитигә бәргән байанатида, һәм нато баш катипи йенс столтенберг һәмдә американиң сабиқ пирезиденти доналд трампниң түркийәниң қорал билән тәминлигүчилирини таллаш һоқуқи барлиқини тәкитлигәнликини хатирилитип: «биз өз қораллиримизни сетивалимиз» дегәнликигә ишарәт қилинди.

әрдоған йәнә: «әгәр америкалиқлар вәтәнпәрвәр намлиқ башқурулидиған бомба мудапиә системисини түркийәгә сетип бәргән болса, биз S-400 ни сетивалмиған болаттуқ» деди.

түркийәниң S-400 ләрни сетивелишиниң америка билән сүркилишкә әрзийдиған йаки әрзимәйдиғанлиқи тоғрисидики соалға: «мениңчә әрзийду, биз мудапиәмизни халиғанчә күчәйтимиз» дәп җаваб бәрди.

җумһур рәис әрдоған түркийә-америка мунасивитиниң йәнила муһимлиқини сақлап келиватқанлиқини тилға елип: «түркийәниң америка билән узунға созулған мунасивити бар, буниң қоғдилиши вә күчәйтилиши керәк» дегәнләрни қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر