тутуш буйруқи чиқирилған террорчилар тизимликидики бир террорчи уҗуқтурулди

түркийә җумһурийити ички ишлар министирлиқи, бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к ға қарши елип бериливатқан «әрән-13» намлиқ зәрбә бериш һәрикити тоғрисидики учурларни җамаәтчилик билән ортақлашти.

1712910
тутуш буйруқи чиқирилған террорчилар тизимликидики бир террорчи уҗуқтурулди

түркийә авази радийоси хәвири: ширнақниң бәстләр/дәрәләр районидики зәрбә бериш һәрикити җәрйанида бир тәрәп қилинған икки террорчиниң бириниң тутуш буйруқи чиқирилған террорчилар тизимликиниң күлрәң категорийәсидики загрос тәхәллуслуқ мәһди уйсал икәнлики ениқланди.

түркийә җумһурийити ички ишлар министирлиқи, бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к ға қарши елип бериливатқан «әрән-13» намлиқ зәрбә бериш һәрикити тоғрисидики учурларни җамаәтчилик билән ортақлашти.

ширнақниң бәстләр / дәрәләр районида 2021 – йили 22 – сентәбир һава вә қуруқлуқ елип берилған зәрбә бериш һәрикити җәрйанида икки террорчи бир тәрәп қилинғаниди. уҗуқтурулған террорчилардин бириниң аталмиш ширнақ райони ботан өлкиси мәсули сүпитидә паалийәт елип бериватқан, үстидин тутуш буйруқи чиқирилған террорчилар тизимликиниң күлрәң категорийәсидики «мәлум қилғучиларға 500 миң түрк лираси мукапат берилидиғанлиқи елан қилинған» загрос тәхәллуслуқ мәһди уйсал икәнлики؛ террорчиниң 2015 – 2016 – йиллири хәвпсизлик күчлиригә қарши туруш үчүн хәндәк колаш, тосуқларни йасаш ишлириға актип қатнашқанлиқи ениқланди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر