«түркийә – русийә мунасивәтлирини тәрәққий қилдуруш һәр икки тәрәпкә наһайити пайдилиқ»

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған түркийә – русийә мунасивәтлирини тәрәққий қилдурушниң һәр икки тәрәпкә наһайити пайдилиқ икәнликини ейтти.

1712381
«түркийә – русийә мунасивәтлирини тәрәққий қилдуруш һәр икки тәрәпкә наһайити пайдилиқ»

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған билән русийә пирезиденти виладимир путин, русийәниң сочи шәһиридики дөләт сарийида бир йәргә җәм болди.

ахбарат васитилириға йепиқ һаләттә ишқа ашурулған учришиш, 2 саәт 45 минут давамлашти.

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған, учришиш һарписида бәргән байанатида, түркийә – русийә мунасивәтлириниң охшимиған шәкилдә тәрәққий қиливатқанлиқини, икки дөләт оттурисидики сода омумий соммисиниң нөвәттә наһайити йүксәк сәвийәдә икәнликини тәкитләп мундақ деди: «икки дөләт оттурисидики сода омумий соммисиниң йәниму йүксәк сәвийәгә йетидиғанлиқиға ишинимән, болупму сайаһәт саһәсидә қоллиғанлиқи үчүн пирезидент путинға рәһмәт ейтимән.»

русийә билән һәмкарлиқ асасида қурулуши давамлишиватқан «мәрсин аққуйу йадро електир истансиси» тоғрилиқму тохталған җумһур рәис әрдоған, мундақ дәп көрсәтти: «келәр йили қурулушниң биринчи  сехини ишқа кириштүрүшимиз мумкин.»

дөләт мудапиәси санаити саһәсидә түркийә билән русийә бирликтә ташлаватқан қәдәмләр тоғрилиқму тохталған җумһур рәис әрдоған, мундақ деди: «түркийә – русийә мунасивәтлирини күнсери йәниму йүксәк сәвийәдә тәрәққий қилған һалда давамлаштурушимиз һәр икки тәрәпкә интайин пайдилиқтур, сүрийә мәсилисидә бирликтә ташлаватқан қәдәмлиримиз наһайити зор әһмийәткә игә, сүрийәдә тинчлиқ орнитишму йәнә түркийә – русийә мунасивәтлиригә бағлиқтур.»

русийә пирезиденти виладимир путин, мундақ деди: «җумһур рәис әрдоған билән болған учришишлиримиз һәмишә оңушлуқ болмайду, лекин мунасивәтлик орган һәм орунлиримиз бирдәклик һасил қилалайду, түркийәниң русийәгә салған мәбләғлири 1.5 милйард долларға, русийәниң түркийәгә салған мәбләғлири болса 6.5 милйард долларға йетиду, чоң типтики лайиһәләрниң һәммиси пиланлиқ шәкилдә давамлашмақта. шуни алаһидә тәкитләп өтимәнки, қарабағ мәсилисидә һәмкарлиқимиз һәм уруш тохтитишни ишқа ашуруш, һәмдә кәлгүсидә узақ мәзгиллик тинчлиқ орнитиш җәһәттин наһайити муһимдур, түркийә билән болған һәмкарлиқимиз, хәлқара саһәдә мувәппәқийәтлик һалда давамлашмақта, бу йәрдә һәм сүрийә һәмдә ливийә мәсилилиригә қарита позитсийәлиримизни көздә тутуватимән.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر