әрдоған: түркийә қанунсиз көчмәнликкә қарши күрәштә йалғуз ташлап қойулди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған: «түркийә сүрийәни арқа көрүнүш қилған қанунсиз көчмәнликниң алдини елиш йолидики пәвқуладдә күрәштә йалғуз ташлап қойулди» деди.

1705416
әрдоған: түркийә қанунсиз көчмәнликкә қарши күрәштә йалғуз ташлап қойулди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған тоққуз әйлүл университети билән башкәнт университети бирлишип  орунлаштурған араллар деңизи вә гиретсийә билән қошнидарчилиқ мунасивәтлири намлиқ муһакимә йиғиниға син көрүнүшлүк телеграмма йоллап: ««әгә деңизи һәмкарлиқ вә тинчлиқниң символи болуши керәк болсиму, бәхткә қарши, йеқинқи йилларда инсаний тирагедийәләр билән күнтәртипкә кәлди. тәхминән 11 йилдин буйан давамлишиватқан сүрийәдики ички уруш вә қирғинчилиқтин қечип кәлгән миңларчә көчмән, әгә деңизида һайатидин айрилди. мусапирларни өз земинлирида бихәтәр вә хатирҗәмликкә игә қилиш қәдәмлириниң һечбири ташланмиди. сүрийәлик зулумға учриғучиларға йепилған ишикләрниң дөлитимиздә сийасий өзгириш қозғашқа урунуп, 251 пуқрамизниң қенини төккән фәтө (фәтһуллаһчи терорлуқ тәшкилати) җинайәтчилиригә адаққичә ечилиши инсанийәтни инсанийәтни хиҗил қилидиған бир иш» деди.

әрдоған, гиретсийәниң бу картина алдида түркийәниң йахши нийәтлик тиришчанлиқиға төһпә қошушниң орниға, ашуруп тәләп қойуш сийаситини тезләткәнликини оттуриға қойуп: «мусапирлар киризиси икки дөләтниң һәмкарлиқини күчәйтиштә муһим рол ойниши керәк болсиму, бу тарихий пурсәт гиретсийәниң мурәссә қилмаслиқ позитсийәси сәвәбидин набут қилинди» деди.

түркийәниң  бүгүнму әгә деңизиниң илгирикигә охшаш җиддийлик вә тоқунушниң әмәс, бәлки достлуқ билән әскә елишини арзу қилидиғанлиқини тәкитлигән әрдоған, бу чүшәнчә билән өзлириниң һазирға қәдәр җиддийликни күчәйтидиған тәрәп болмаслиққа әһмийәт берип кәлгәнликлирини ейтти.

җумһур рәис әрдоған, деңиз тәвәлики салаһийәт даирилири, аралларниң ғәйрий әскирий салаһийитиниң дәхлигә учриши вә навтекс (матросларға уқтуруш) еланлири қатарлиқ қошна гретсийәниң вәзийәтни җиддийләштүргән қәдәмлиригә қарита һәрдаим тәмкин һәрикәт қилип кәлгәнликлирини, сақлиниватқан мәсилиләрни дийалог вә музакириләр арқилиқ һәл қилишни алдинқи орунға қойғанлиқлирини хатиритилип өтти.

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған сөзини давамлаштуруп: «биз қошнимиз гиретсийәниң һәқ вә мәнпәәтлиримизгә һөрмәт қилишини, <қиливалдим>лар вә бир тәрәплимә һәрикәтләрдин сақлинишини үмид қилимиз. мән гиретсийә билән һәққанийәт, адаләт вә һәмкарлиқни асас қилған, қошнидарчилиқ әхлақини нәздә тутқан һалда мәсилиләргә һәл қилиш чариси тапалайдиғанлиқимизға ишинимән» дегәнләрни қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر