түркийә - әзәрбәйҗан алаһидә қисимлириниң бирләшмә һәрбий маневири давамлашмақта

түркийә билән әзәрбәйҗан алаһидә қисимлириниң ишғалдин азад қилинған лачин районидики бирләшмә һәрбий маневири давам қилмақта.

1705309
түркийә - әзәрбәйҗан алаһидә қисимлириниң бирләшмә һәрбий маневири давамлашмақта

түркийә авази радийоси хәвири: әзәрбәйҗан мудапиә министирлиқи байанат елан қилип, алаһидә қисимларниң һәрбий маневири даирисидә мурәккәп җуғрапийәлик шараитта чарлаш елип бериш, пистирма қуруш, райондики бузғунчилиқ салғучи гуруппиларни ениқлап йоқитиш қатарлиқ һәрхил қийинчилиқларни йеңип, тәсвирий дүшмәнгә йошурунчә йеқинлишиштәк вәзипиләрни орундиғанлиқини уқтурди.

байанатта, қисимларниң тапшурулған вәзипиләрни интайин маһирлиқ билән вайиға йәткүзүп орундиғанлиқи қәйт қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر