фуат оқтай рум даирилирини әйиблиди

түркийә җумһурийити җумһур рәис йардәмчиси фуат оқтай, җәнубий қибрис рум даирилирини әйиблиди.

1705025
фуат оқтай рум даирилирини әйиблиди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити җумһур рәис йардәмчиси фуат оқтай, җәнубий қибрис рум даирилири маарип министирлиқиниң, бир дәрслик китабидики мустапа камал ататүрк байан қилинған бәтниң йиртиветилиши тоғрисидики йолйоруқини әйиблиди.

фуат оқтай тивиттердики адресида байанат елан қилип, җәнубий қибрис рум даирилири әмәлдарлириға «өтмүш йәлкисигә йүклигән тарихий мирасни дәрслик китаблириниң бәтлирини йиртиш арқилиқ өчүрүп ташлиғили болмайдиғанлиқи»ни әсләткән һалда: «җумһурийитимизниң қурғучиси ататүрккә вә у арқилиқ хәлқимизгә қилинған бу һөрмәтсизлик, асаслиқи румларниң аралдики түрк мәвҗудийитини қобул қилалмайватқанлиқиниң рошән ипадиси. әйибләймән» дегәнләрни қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر