әрдоған грандини қобул қилиду

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған, бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) мусапирлар алий комиссари филиппо грандини қобул қилиду.

1704441
әрдоған грандини қобул қилиду

түркийә авази радийоси хәвири: түркийәдә рәсмий зийарәттә болуватқан б д т мусапирлар алий комиссари филиппо гранди бүгүн җумһур рәис әрдоған билән җумһур рәислик мәһкимисидә көрүшүп, афғанистанда баш көтүргән мусапирлар мәсилиси, һәмдә райондики көчмәнлик вә мусапирлар мәсилилири тоғрисида сөзлишиду.

түркийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқиниң байанатидиму грандиниң пайтәхт әнқәрәдики учришишлиридин сирт шанлиурфа вә ғазиантәптики мусапирларниң әһвалини көздин кәчүридиғанлиқи қәйт қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر