мустафа шәнтоп түрк җамаити вәкиллири билән көрүшти

түркийә бүйүк милләт мәҗлиси (парламенти) рәиси мустафа шәнтоп парламентлар ара бирлик(PAB)  вә 5 - нөвәтлик хәлқара парламент рәислири йиғиниға қатнишиш үчүн австрийәгә йетип барди.

1704387
мустафа шәнтоп түрк җамаити вәкиллири билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: мустафа шәнтоп австрийә зийарити җәрйанда пайтәхт вийанада түрк җамаити вәкиллири билән көрүшти.

мустафа шәнтоп учришишлири даирисидә, түркийәниң вйана әлчиханисида тәхминән бир йил илгири вийанада йүз бәргән терорлуқ һуҗумида йариланған болишиға қаримай, бир сақчи мәмурини қутқузувалған рәҗәп таййип гүлтәкин вә микаил өзән билән көрүшти. мәзкур терорлуқ һуҗумиға даир әслимиләрни  сөһбәтләшти. андин у йәнә вйенадики түрк җамаитиниң вәкиллирини қобул қилип, вәтәндашлар билән узунғичә сөһбәт өткүзүп, хатирә сүрәткә чүшти.

мустафа шәнтоп б д т ниң вйенадики ишханисида турушлуқ түркийәниң даимий вәкили баш әлчи әһмәт мухтар гүн тәрипидин берилгән кәчлик зийапәткә қатнашти.

мустафа шәнтоп иҗтимаий алақә һесабатида бу һәқтә елан қилған байанатида, «биз 5-нөвәтлик хәлқара парламент башлиқлири йиғини мунасивити билән австрийәгә кәлдуқ вә түркийәниң вийана әлчиханисиниң туралғусида австрийәдики түрк җамаәтчиликиниң вәкиллири билән көрүштүқ» дегән сөзләрни ишләтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر