чавушоғлу түркийәниң афғанистан сийасити тоғрисида тохталди

министир мәвлүт чавушоғлу бир хусусий телевизийә қанилиниң мәхсус сөһбәт пирограммисиға қатнишип, күнтәртиптики мәсилиләргә даир соалларға җаваб бәрди.

1703960
чавушоғлу түркийәниң афғанистан сийасити тоғрисида тохталди

түркийә авази радийоси хәвири: дөлитимиз (түркийә җумһурийити) ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу: «кабул айродуруминиң мәшғулатиға мунасивәтлик мәсилиләрдә қатар вә америка қошма иштатлири билән бирликтә, икки басқучлуқ шәкилдә һәрикәт қиливатимиз» деди.

министир мәвлүт чавушоғлу бир хусусий телевизийә қанилиниң мәхсус сөһбәт пирограммисиға қатнишип, күнтәртиптики мәсилиләргә даир соалларға җаваб бәрди.

түркийәниң кабул айродуруминиң мәшғулати тоғрисида қатар вә америка билән бирликтә һәрикәт қиливатқанлиқини билдүргән чавушоғлу: «айродурум нөвәттә бәзи техникилиқ айропилан сәпәрлири йаки инсанпәрвәр йардәм буйумлирини елип барған айропиланларға ечилди. бир қанчә дөләт ичи йолучилар айропилани сәпириму башланди. тарқақлаштурулуши керәк болған кишиләр бар. биз қайтип келишни халиған пуқралиримизниң көп қисмини түркийәгә қайтуруп кәлдуқ؛ 1400 дин артуқ адәмни тарқақлаштурдуқ» деди.

чавушоғлу, түркийәниң талибанни етирап қилип – қилмайдиғанлиқи тоғрисидики бир соалға: «бу мәсилидә алдирақсанлиқ қилмаслиқ керәк, пүткүл дунйаға буни тәвсийә қилимиз. сиғдурушчан бир һөкүмәт қурулуши؛ у һөкүмәт пәқәт талибаннила әмәс, барлиқ қатламларни өз ичигә елиши керәк. хәлқара җәмийәт бирликтә һәрикәт қилиши лазим. айалларниңму вәкиллик қилишини үмид қилимиз. шараит вә өзгиришләргә қарап һәрикәт қилимиз» дәп җаваб бәрди.

«түркийә болуш сүпитимиз билән афғанистанда бүгүнгичә инсаний вә әхлақий бурчимизни башқа барлиқ тәрәпләрдин көп орундидуқ» дегән мәвлүт чавушоғлу, сөзини давамлаштуруп: «һәммә шуни қобул қилидуки, түркийә бүгүнгичә йәлкисигә чүшкән вәзиписини орундиди. шуниң үчүн биз техиму көп көчмән йүкини көтүрәлмәймиз. алдини елиш керәк. көчмәнлик мәсилисидә инсаний позитсийәдә болуватимиз, әмма бу бир хәлқаралиқ мәсилә» дегәнләрни қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر