түркийә һава армийә қоманданлиқ иштаби әзәрбәйҗан қораллиқ қисимлирини тәрбийәлимәктә

түркийә дөләт мудапиә министирлиқи әзәрбәйҗан қораллиқ қисимлири хадимлириниң түркийә һава армийәси қоманданлиқ иштаби тәрипидин «илғар һава контроллиғуч мәшиқи» бойичә тәрбийәләнгәнликини билдүрди.

1702694
түркийә һава армийә қоманданлиқ иштаби әзәрбәйҗан қораллиқ қисимлирини тәрбийәлимәктә

түркийә авази радийоси хәвири: дөләт мудапиә министирлиқи тәрипидин елан қилинған байанатта, «өзара һәрбий тәлим – тәрбийә  һәмкарлиқи даирисидә, һава армийәси қоманданлиқ иштабимиз тәрипидин әзәрбәйҗан қораллиқ қисим хадимлириға һавада йеқиндин йардәм бериш паалийити бойичә <илғар һава контроллиғуч мәшиқи> тәлим – тәрбийәси берилди» дейилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر