әрдоған: түркийә хәлқи «сивас қурултийи»ниң роһиға асасән зәпәр қучти

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған түркийә хәлқиниң һәр түрлүк имкансизлиқлар арисида «сивас қурултийи» да намайан қилинған ирадә вә қәтийлик билән бирлик вә баравәрликини қоғдап, «мустәқиллиқ күриши» ни зәпәр билән нәтиҗиләндүргәнликини ейтти.

1702436
әрдоған: түркийә хәлқи «сивас қурултийи»ниң роһиға асасән зәпәр қучти

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған, «сивас қурултийи» ниң 102 – йиллиқи мунасивити билән елан қилған байанатида, түркийә хәлқиниң мустәқиллиқи, байриқи вә вәтинидин әсла ваз кәчмәйдиғанлиқи пүткүл дунйаға җакарланған «сивас қурултийи» ниң, түркийә хәлқи үчүн тарихий бурулуш нуқтиси һесаблинидиғанлиқини тәкитләп мундақ деди: «түркийә хәлқи һәр түрлүк имкансизлиқлар арисида <сивас қурултийи> да намайан қилинған ирадә вә қәтийлик билән бирлик вә баравәрликини қоғдап, <мустәқиллиқ күриши> ни зәпәр билән нәтиҗиләндүрди؛ бизму бүгүнки күндә һәр бир қәдимимизни <сивас қурултийи> да мақулланған вә түркийә җумһурийитиниң асаслирини шәкилләндүргән қарарларға риайә қилған һалда ташлаватимиз.»

тарихи шанлиқ зәпәрләр билән толуп ташқан түрк хәлқиниң иқтисадий вә сийасий мустәқиллиқини җан тикип қоғдап, қәтий ирадә билән хизмәт ишләшни давамлаштуруватқанлиқини әскәрткән җумһур рәис әрдоған, мундақ дәп көрсәтти: «әзиз хәлқимизниң ирадисини һәммидин үстүн орунға қойуп, дөләт чегралири ичидики  вәтән терротерийәсиниң һәр бир сантиметирини җан тикип қоғдап, 2023-йиллиқ улуғвар нишанлиримизға йетиш вә 2053- 2071-йиллиқ истиратегийәлик пиланлиримизни әмәлгә ашуруш үчүн бүйүк вә қудрәтлик түркийә сәпиримизни ишәнч билән давамлаштуруватимиз, <сивас қурултийи> ниң 102 – йиллиқи мунасивити билән, ғази мустапа камални өз ичигә алған барлиқ қәһриманлиримизни чәксиз һөрмәт вә миннәтдарлиқ туйғуси ичидә йад етимән, қурултайға саһибханилиқ қилған сивас хәлқи вә барлиқ пуқралиримни чин дилимдин қизғин саламлаймән.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر