әрдоған: дөлитимиз үчүн ишлигән хизмәтлиримизни ейтип түгәткили болмайду

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған йеқинқи 19 йил ичидә түркийәни қудрәт тапқузуш йолида ишлигән хизмәтлирини ейтип түгәткили болмайдиғанлиқини ейтти.

1702476
әрдоған: дөлитимиз үчүн ишлигән хизмәтлиримизни ейтип түгәткили болмайду

 түркийә авази радийоси хәвири: әрдоған, ризәдә «саларһа тунелини ишқа кириштүрүш мурасими» да қилған сөзидә, терроризмға қарши күрәштә наһайити зор мувәппәқийәтләрниң қолға кәлтүрүлгәнликини тәкитләп мундақ деди: «чегра районлиримизни қоғдаш тәдбирлирини күчәйтиш арқилиқ җәнубий районлиримизни қоршав астиға елишни мәқсәт қилған террорлуқ каридорини вәйран қилдуқ, шуни алаһидә тәкитләп өтимәнки,  йеқинқи 19 йил ичидә түркийәни қудрәт тапқузуш йолида ишлигән хизмәтлиримизни ейтип түгәткили болмайду.»

у йәнә, түркийә арқимуақа баштин кәчүргән сийасий, иҗтимаий вә иқтисадий һуҗум долқунлиридин кейин, «ковид – 19» йуқуми вә тәбиий апәтләр арқилиқ чоң синаққа дуч кәлгәнлики һәм бу синақларниң һәммисидин мувәппәқийәтлик өткәнликиниму сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر