әрдоған: түркийәни маарип саһәсидиму қудрәт тапқуздуқ

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған түркийәни һәр саһәдикигә охшашла маарип саһәсидиму кәмчил тәрәплирини асасий җәһәттин толуқлап, қудрәт тапқузғанлиқлирини ейтти.

1701965
әрдоған: түркийәни маарип саһәсидиму қудрәт тапқуздуқ

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған, истанбулдики хәлиҗ йиғин залида өткүзүлгән «2021 – йиллиқ оқутқучиларни вәзипигә тәйинләш мурасими» да қилған сөзидә, мундақ деди: «түркийәни һәр саһәдикигә охшашла маарип саһәсидиму кәмчил тәрәплирини асасий җәһәттин толуқлап, қудрәт тапқуздуқ, җүмлидин, биз маарипни һәммидин муһим орунға қойдуқ, йавропада оқутқучиларниң йерими дегүдәк хизмәттә бесим һес қилиду, әмма бу нисбәт түркийәдә% 20 әтрапида, түркийәдә оқутқучилар бесимни әң аз баштин кәчүргән оқутқучиларниң бешиду келиду, заманнниң тәлипигә лайиқ рәвтиштә һәр җәһәттин мәлуматлиқ вә иқтидарлиқ йетилгән адәм күчи байлиқимизни, иқтисадимиз, җәмийитимиз вә демократийәмизниң паравози, дәп қараймиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر