әрдоған  мирзийойев билән телефонлашти

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған өзбекистан пирезиденти шәвкәт мирзийойев билән телефонда көрүшти.

1701164
әрдоған  мирзийойев билән телефонлашти

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәислик мәһкимиси учур – алақә ишлири идарисиниң билдүрүшичә, түркийә – өзбекистан мунасивәтлирини тәрәққий қилдуруш йолида ташлинидиған қәдәмләр вә районлуқ мәсилиләр музакирә қилинған телефон сөһбитидә, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған, өзбекистанниң мустәқиллиқиниң 30 – йиллиқиниму тәбриклигән.

түркийәниң өзбекистанниң мустәқиллиқини тунҗи болуп етирап қилған вә ташкәнтә әлчихана ачқан дөләт икәнликини, буниңдин интайин пәхирлинидиғанлиқини әскәрткән җумһур рәис әрдоған, бу йил йәнә икки дөләт оттурисида әбәдий достлуқ вә һәмкарлиқ келишими имзаланғанлиқиниң 25 – йиллиқи икәнликиниму қәйт қилған, шундақла, өзбекистан пирезиденти шәвкәт мирзийойев билән орнатқан сәмимий достлуқ вә хәлқләр оттурисидики қериндашлиқ риштисиға асасән орнитилған истиратегийәлик һәмраһлиқ мунасивәтлириниң тез сүрәттә чоңқурлашқанлиқидин хурсән икәнликини тәкитлигән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر