й т б қанун кәсиплиридә оқуватқан оқуғучиларға мукапат тарқитиду

чәт әлдики түркләр вә қериндаш хәлқләр идариси-й т б (YTB) чәт әлләрдә қанун кәсиплиридә оқуйдиған оқуғучилар үчүн әмәлгә ашурған «қанун саһәсидә мутәхәссислик оқуш мукапати» ға сунулған илтимасларни қобул қилишқа башлиди.

1697385
й т б қанун кәсиплиридә оқуватқан оқуғучиларға мукапат тарқитиду

түркийә авази радийоси хәвири: й т б чәт әлләрдә қанун кәсиплиридә оқуйдиған оқуғучиларға оқуш мукапати берилидиғанлиқи тоғрисида байанат елан қилди.

байанатқа асасланғанда, чәт әлләрдә қанун кәсиплиридә оқуйдиған оқуғучиларни қоллаш, йеңи әвлад қануншунасларниң түркийә җәмийитиниң қануни мәсилилиригә болған тонушини күчәйтиш вә мутәхәссислишини капаләткә игә қилиш мәқситидә оқуш мукапати тарқитиду.

оқуш мукапати пирограммисиға қошулған толуқ курс, магестирлиқ вә докторлуқта оқуватқан оқуғучиларниң, оқуватқан дөләтниң түркийә җәмийитиниң хәлқаралиқ қанун, йавропа иттипақи қануни, кишилик һоқуқ қануни, чәт әлликләр қануни вә мәмурий қанун саһәсидики һәқ-һоқуқлириға мунасивәтлик тәтқиқатлар, доклатлар, мақалиләр, қанун җәһәттин мәлумат бериш қатарлиқ илмий тәтқиқатлар елип бериши пилан қилинмақта.

оқуш мукапати пирограммисиға, оттура мәктәпни чәт әлдә оқуған, 1991-йили йанвар вә кейин туғулғанлар қобул қилиниду. пирограммиға, германийә, австирийә, белгийә, фирансийә, голландийә, америка, австиралийә, данийә, финландийә, әнглийә, шивейтсарийә, италийә, канада вә норвегийәдә қанун факултетлирида толуқ курсниң 3-йиллиқ синипида йаки униңдин йуқири синиплирида оқуватқан оқуғучилар билән магестирлиқ вә докторлуқта оқуватқанлар илтимас қилалайду.

илтимаслар 2021-йили 31-өктәбиргичә «basvuru.ytb.gov.tr» адреси арқилиқ қобул қилиниду. пирограмма тәләплири вә тәпсилий мәлуматларни «www.ytb.gov.tr/hukukbursu» адресидин көргили болиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر