әрдоған: түркийәниң мусапирлар амбири болуштәк бир вәзиписи, мәсулийити вә мәҗбурийити йоқ

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған: «түркийәниң йавропаниң мусапирлар амбири болуштәк бир вәзиписи, мәсулийити вә мәҗбурийити йоқ» деди.

1694215
әрдоған: түркийәниң мусапирлар амбири болуштәк бир вәзиписи, мәсулийити вә мәҗбурийити йоқ

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған министирлар кеңиши йиғинидин кейин байанат елан қилди؛ у, пайтәхти кабул йәкшәнбә күни талибанларниң қолиға өтүп кәткән афғанистандики өзгиришләр тоғрисида тохтилип: «зөрүр тепилғанда, биз йәнә талибанлар тәшкил қилидиған һөкүмәт билән көрүшүп, ортақ күнтәртипимиз тоғрисида сөзлишимиз» дегәнләрни қәйт қилди.

талибандин қечип башқа дөләтләрдә панаһлинишқа урунуватқан афғанларға ишарәт қилип: «түркийәниң йавропаниң мусапирлар амбири болуштәк бир вәзиписи, мәсулийити вә мәҗбурийити йоқ... әлвәттә, түркийә халиған һәр қандақ кишиниң қоллирини салған пети халиғанчә кирип-чиқидиған, халиғиничә һәрикәт қилалайдиған игә – чақисиз бир дөләт әмәс» дәп агаһландурди.

әрдоған, түркийәниң қанун - түзүмлири, тәртип - интизамлириға әмәл қилмиғанларниң қалаймиқанчилиқ кәлтүрүп чиқиридиған позитсийәләрни намайан қилишиға һәргиз йол қоймайдиғанлиқини сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر