әрдоған: әрәб бирләшмә хәлипилики түркийәгә мәбләғ селишқа тәййарланмақта

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған әрәб бирләшмә хәлипиликиниң түркийәгә мәбләғ селишқа тәййарлиниватқанлиқини ейтти.

1693654
әрдоған: әрәб бирләшмә хәлипилики түркийәгә мәбләғ селишқа тәййарланмақта

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған, пайтәхт әнқәрәдә дөләт ишлири зийаритидә болуватқан әрәб бирләшмә хәлипиликиниң дөләт бихәтәрлик ишлири мәслиһәтчиси шәйх таһнон бин зайид әннәһйанни қобул қилди.

җумһур рәислик мәһкимиси учур – алақә ишлири идарисиниң билдүрүшичә, қобулда, икки дөләт оттурисидики мунасивәтләр, районлуқ өзгиришләр вә әрәб бирләшмә хәлипиликиниң түркийәгә мәбләғ селиш мәсилиси һәққидә музакирә елип берилған.

әрдоған, кейинчә бир телевизийә пирограммисида, бу һәқтә тохталғанда мундақ дегән: «наһайити җиддий мәбләғ селиш нишанлири, селинма пиланлири бар, ишинимәнки, әрәб бирләшмә хәлипилики әң қисқа вақит ичидә дөлитимизгә җиддий мәбләғ селишни башлайду.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر