алтун: 63 от апитиниң 43 и тизгинләнди

түркийә миқйасидики икки күн ичидә мәйданға кәлгән 63 айрим от апитиниң 43 иниң тизгинләнгәнлики билдүрүлди.

1682605
алтун: 63 от апитиниң 43 и тизгинләнди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити җумһур рәислик мәһкимиси учур – алақә ишлири идариси башлиқи фаһрәттин алтун иҗтимаий таратқудики адресида һәмбәһрилигән «дөлитимиз орманлиримиз үчүн сәпәрвәр болди» сәрләвһилик көрүнүшлүк учурида, от апәтлирини тизгинләштә ишлитилгән үскүнә вә от өчүрүш хадимлириниң сани һәққидә мәлумат бәрди.

«алақидар идарә – органлар 4 миң әтрапида хизмәтчи хадим, йүзләрчә аптомобил вә үскүнә билән 21 вилайитимиздә йүз бәргән от апәтлиригә һава вә қуруқлуқтин мудахилә қилмақта» дегән алтун, түркийә миқйасидики икки күн ичидә мәйданға кәлгән 63 айрим от апитиниң 43 иниң тизгинләнгәнлики вә апәтни тизгинләш хизмәтлириниң қәтийлик билән давамлаштурулуватқанлиқини қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر