1595 террорчи бир тәрәп қилинди

бу йил киргәндин буйан терроризмға қарши  күрәш даирисидә 1595 террорчи бир тәрәп қилинди.

1682288
1595 террорчи бир тәрәп қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә дөләт мудапиә министирлиқи, йеқинқи 2 ай ичидә  дөләт ичи-сиртида террорлуқ тәшкилатлириға қарши 10 и чоң типтики болуп, җәмий 40 һәрбий һәрикәт елип берилғанлиқини, бу йил киргәндин буйан, терроризмға қарши  күрәш даирисидә 1595 террорчиниң бир тәрәп қилинғанлиқини җакарлиди.

министирлиқниң, 23 – апрел күни башланған вә ирақниң шималидики мәтина вә авашин – басйан районлирида бирла вақитта елип бериливатқан «пәнҗә – чақмақ» вә «пәнҗә – гүлдүрмама» һәрбий һәрикәтлириниң  мувәппәқийәтлик һалда давамлишиватқанлиқи әскәртилгән байанатида, һәрбий һәрикәтләр башланғандин буйан 215 террорчиниң бир тәрәп қилинғанлиқи, 300 гә йеқин ғар, панаһ җайниң, 600 дин артуқ партлатқучниң йоқитилғанлиқи, көп санда қорал – йарағ, оқ - дора вә турмуш буйумлириниң қолға чүшүрүлгәнлики билдүрүлди.

түркийәниң қуруқлуқ чегра линийәсини қоғдаш вә бихәтәрликини капаләткә игә қилиш мәқситидә, чегра мудапиә қисимлириниң имканийити вә иқтидариниң үзлүксиз тәрәққий қилдурулуватқанлиқи қәйт қилинған байанатта, йеқинқи өзгиришләргә асасән иран чеграсиға тегишлик қисимларниң  орунлаштурулғанлиқи вә запас қисимларниң әвәтилгәнлики, қисимларниң чеграға таҗавуз қилиш дәпсәндичиликлириниң алдини елиш үчүн паалийәт елип бериватқанлиқи тәкитләнди.

түркийә армийәсиниң афғанистанда уда 6 йилдин буйан кабул һамид карзаи хәлқара айродурумини бихәтәр ишлитиш вәзиписини өтәшни изчил давамлаштуруватқанлиқи әскәртилгән байанатта, мундақ дейилди: «вәзипә өтәш давамлашқан тәқдирдә,  түркийә қисимлириниң афғанистанда җәң қилиш вәзиписи болмайду , һәмдә өзини қоғдаштин башқа һәрбий һәрикәт елип бериш вәзиписиму болмайду.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر