мәвлут чавушоғлу түркийәниң тунис хәлқини қоллайдиғанлиқини билдүрди

ташқи ишлар министири мәвлут чавушоғлу тунис ташқи ишлар министири осман әл-җәрәндиға түркийәниң тунис хәлқини қоллайдиғанлиқини билдүрди.

1681315
мәвлут чавушоғлу түркийәниң тунис хәлқини қоллайдиғанлиқини билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: ташқи ишлар министирлиқиниң байанатиға асасланғанда, мәвлут чавушоғлу тунис ташқи ишлар министири осман әл-җәрәнди билән телефонда көрүшкән. сөһбәттә түркийәниң тунисниң муқимлиқи вә тинчлиқиға әһмийәт беридиғанлиқини һәмдә тунис хәлқини қоллайдиғанлиқини тәкитлигән.

туниста, 25- ийулда, һөкүмәт вә өктичи партийәләргә қарши йүзлигән кишиниң иштирак қилиши билән намайиш өткүзүлгән болуп, йүз бәргән вәқәләрдә болупму наһда һәрикити қатарлиқ партийә мәркәзлиригә һуҗум қилинған иди.

бу вәқәләрдин кейин, тунис пирезиденти қәйс сәид парламентниң барлиқ һоқуқини тоңлатқанлиқини, парламент әзалириниң чиқилилмаслиқ һоқуқиниму вақтинчә елип ташлиғанлиқини, һазирқи баш министир һишам әл мәшшини вәзиписидин елип ташлап, өзи тәйинләйдиған башқа бир баш министир билән иҗраийәни өткүзүвалидиғанлиқини елан қилған иди.

қәйс сәид йәнә, өзини баш тәптиш елан қилиш арқилиқ әдлийә саһәсигиму мудахилә қилған иди.

һөкүмәткә қарши елип берилған бу сийасий өзгириштин кейин, әскәрләр тунис парламентиниң башлиқи вә наһда һәрикитиниң рәһбири рашид әл ганнуси билән униң һәмраһлиқидики парламент әзалириниң парламентқа киришигә рухсәт қилмиған иди.

пирезидент қәйс сәидниң қарариға қарита хәлқни тинч күрәш қилишқа чақириқ қилған ганнуши, һечқандақ қануний асаси болмиған бу ишниң бир «сийасий өзгириш» икәнликини тәкитлигән иди.

қәйс сәид болса, өзиниң тарихий әһмийәткә игә мәсулийәтни үстигә алғанлиқини вә чиқарған қарарлириниң дөләт асасий қанунға уйғун икәнликини ейтқан иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر