адаләт вә тәрәққийат партийәси һәйити әзәрбәйҗанда зийарәттә болмақта

адаләт вә тәрәққийат партийәсиниң рәиси вәкили нуман қуртулмуш башчилиқидики партийә һәйити әзәрбәйҗандики учришишлири җәрйанида шеһитгаһларни зийарәт қилди.

1680246
адаләт вә тәрәққийат партийәси һәйити әзәрбәйҗанда зийарәттә болмақта

түркийә авази радийоси хәвири: нуман қуртулмуш вә униң һәмраһлиқи һәйәт алди билән мәрһум пирезидент һәйдар әлийевниң қәбрисини зийарәт қилди.

нуман қуртулмуш қәбригә гүлчәмбирәк қойғандин кейин, 20-йанвар шеһитлири дәпнә қилинған баку шеһидләр хилвәтгаһини вә кавказ ислам армийәси шеһитлириниң символлуқ қәбрилири җайлашқан баку түрк шеһитгаһлиқини зийарәт қилди.

нуман қуртулмуш шәһидлик абидилиригә гүлчәмбирәк қойуп, баку түрк шеһитгаһи хатирә дәптиригә имза қойди.

шеһитгаһларни зийарәт қилғандин кейин нуман қуртулмуш мәтбуатларға бәргән байанатида, адаләт вә тәрәққийат партийәси билән йеңи әзәрбәйҗан партийиси (YAP) оттурисидики мунасивәтләрни техиму күчәйтиш үчүн әзәрбәйҗанға кәлгәнликини ейтти.

нуман қуртулмуш түркийә билән әзәрбәйҗан оттурисидики мустәһкәм мунасивәтләрниң давамлишиватқанлиқини тәкитләп, (әрменйәниң әзәрбәйҗан земинини ишғал қилишиға қарши)  44 күн давамлашқан шанлиқ күрәштә түрк хәлқиниң барлиқ күчи билән әзәрбәйҗанни қоллиғанлиқини, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниңму тунҗи минуттин башлапла әзәрбәйҗанниң қарабағдики әрменийә ишғалийитигә хатимә бериш күрәшлирини  қоллиғанлиқини билдүрди.

нуман қуртулмуш әзәрбәйҗан пирезиденти илһам әлийевниң қәтий мәйдани вә хәлқниң җасарити сәвәбидин узун йил давамлашқан ишғалийәтниң ахирлашқанлиқини әскәртип, урушта шеһит болғанларға аллаһтин рәһмәт телиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر