түркийә ташқи ишлар министирлиқи тунис вәзийитидин әндишә қиливатқанлиқини билдүрди

түркийә ташқи ишлар министирлиқи тунис парламентиниң һоқуқиниң тоңлитилғанлиқидин чоңқур әндишә қиливатқанлиқини билдүрди.

1680287
түркийә ташқи ишлар министирлиқи тунис вәзийитидин әндишә қиливатқанлиқини билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә ташқи ишлар министирлиқи туниста парламентниң һоқуқиниң тоңлитип қойулғанлиқи тоғрисида байанат елан қилди.

байанатта: «туниста хәлқниң ирадисигә вәкиллик қилидиған парламентниң паалийитиниң тоңлитип қойулғанлиқидин чоңқур әндишә қилмақтимиз. тунис асасий қануниниң мунасивәтлик маддилири рамкисида демократик қануний салаһийәтниң қисқа вақит ичидә қайтидин тәсис қилинишини үмид қилимиз» дейилди.

түнүгүн (2021-йили 25-ийул) тунис пирезиденти қайис сәид парламентниң барлиқ һоқуқини «30 күн» тоңлатқанлиқини, парламнет әзалириниңму алаһидә имтийазлирини тоңлатқанлиқини уқтурған иди.

тунис пирезиденти қайис сәид баш министир һишам әлмешишини вәзиписидин қалдурғанлиқини вә өзи вәзипигә тәйинләйдиған баш министир билән һөкүмәтни өткүзүвалидиғанлиқини, чириклик делолирини паш қилиш мәқситидә баш тәптишлик вәзиписиниму өзи үстигә алидиғанлиқини билдүргән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر