һаккарида икки террорист бир тәрәп қилинди

һаккари вилайити кавакли наһийәсиниң като маринос районида, бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к ниң икки әзаси бир тәрәп қилинди.

1680389
һаккарида икки террорист бир тәрәп қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: ички ишлар министирлиқи һаккарида бөлгүнчи террорлуқ тәшкилатиға зәрбә берилгәнлики тоғрисида байанат елан қилди.

байанатта, «14-әрән» һәрбий һәрикәтлири рамкисида, һаккариниң кавакли наһийәсиниң като маринос районида, һаккари вилайәтлик қораллиқ сақчи қисим қоманданлиқ иштаби билән вилайәтлик сақчи идарисиниң бирләшмә һәрикитидә, п к к ниң икки әзасиниң бир тәрәп қилинғанлиқи қәйт қилинди.

байанатта йәнә, райондики һәрикәтниң давамлишиватқанлиқи әскәртилди.

ирақниң шималидики «пәнчә чақмақ» вә зап районлирида икки, сүрийәдики тинчлиқ булиқи районида бир п к к әзаси бир тәрәп қилинған иди.

п к к|к җ к ниң намдики вә код исми һакурк арқа сәп мәсули сәрдар пир авеста болған һакан атәшниң шималий ирақтики һакуркта бир тәрәп қилинғанлиқи уқтурулған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر