әл бабта шеһитлиримизниң қени йәрдә қалмиди

сүрийәниң әл баб районида бөлгүнчи терорлуқ тәшкилати п к к/й п г әзаси терорчилар тәрипидин қилинған һуҗумда 2 әскәр шеһит болуп, 2 әскәр йариланған иди.

1679747
әл бабта шеһитлиримизниң қени йәрдә қалмиди

түркийә авази радийоси хәвири: дөләт мудапиә министирлиқиниң һуҗумға мунасивәтлик байанатида, «фират қалқини районида 2 қәһриман әскиримизни шеһит қилған терорчиларға тегишлик җаваб қайтурулди. үнүмлүк зәрбә бериш нәтиҗисидә , терорлуқ базилири битчит қилинди вә дәсләпки ениқлашларға асасланғанда, аз дегәндә 7 террорчи уҗуқтурулди» дейилди.

шеһитләрниң қениниң йәрдә қалмиғанлиқи тәкитләнгән байанатта, районда террорчиларға зәрбә бериш һәрикитиниң давамлишиватқанлиқи билдүрүлди.

фират қалқини райони түркийә қораллиқ қисимлириниң 2016-йили 8-айдин 2017-йили 3-айғичә елип барған һәрикити арқилиқ терорлуқтин тазиланған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر