әрдоған әрзурум вә хатай тоғрисида айрим - айрим телграмма тарқатти

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған әрзурум қурултийиниң 102 йиллиқи вә хатайниң ана вәтән түркийәгә қошулғанлиқиниң 82 йиллиқи мунасивити билән айрим – айрим һалда икки телеграмма тарқатти.

1679368
әрдоған әрзурум вә хатай тоғрисида айрим - айрим телграмма тарқатти

түркийә авази радийоси хәвири: әрдоған әрзурум қурултийиниң йил айлиниш хатирә күни мунасивити билән елан қилған телеграммисида, хәлқниң, вәтининиң парчиланмаслиқи вә мустәқиллиқиға болған ишәнчисини қәтий намайан қилған әрзурум қурултийиниң, миллий күрәшниң йөнилишини бәлгиләш җәһәттин тарихий әһмийәткә игә икәнликини оттуриға қойди.

әрзурум қурултийида хәлқниң пүтүн дунйаға һәр хил таҗавузчилиқ вә мудахилиләргә қарши бирлик вә иттипақлиқ ичидә омумйүзлүк қоғдиниш вә күрәш қилиш ирадисини җакарлиғанлиқини тәкитләп: «әрзурумда чиқирилған миллий бирлик келишими маһийитидики қарарлар арқилиқ азадлиқ урушини бүйүк ғәлибигә ериштүргән йолниң тунҗи қәдәмлири ташланди. миллий күрәш йиллирида өзини намайан қилған бу күчлүк аң вә ирадә бүгүнгә қәдәр бизгә йетәкчилик қилмақта вә күч беғишлимақта... биз тарихимиздин илһам елип, бирлик вә баравәрлик ичидә кәлгүсигә қарап дадил қәдәмләрни ташлап меңишни, бүйүк вә күчлүк түркийә қуруп чиқиш үчүн пүтүн күчимиз билән давамлиқ тиришчанлиқ көрситишни давамлаштуримиз. әрзурум қурултийиниң хатирә күнидә ғази мустапа камални өз ичигә алған мустәқиллиқ күришимизниң барлиқ қәһриманлирини хатириләймән һөрмәт вә сеғиниш ичидә әсләймән, барлиқ хәлқимгә әң чин һессийатим билән салам  йоллаймән» дегәнләрни қәйт қилди.

әрдоған йәнә: «әсирләр бойи қәдимки мәдәнийәтләрни бағриға басқан қериндашлиқ вә кәң қорсақлиқ мәркизи хатайниң түркийә билән бир гәвдилишиш қарари миллий бирлик вә пүтүнлүкимизни күчәйтти... ортақ қиммәт қаришимизни чөридигән һалда, илгирикигә охшаш һазирму күчлүк ирадә вә қәтийлик билән кәлгүсигә қарап маңмақтимиз» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر