әрдоған апәт районлирини көздин кәчүрди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған артвин вә ризә вилайәтлиридә су апити еғир талапәт йәткүзгән районларни көздин кәчүрди.

1679177
әрдоған апәт районлирини көздин кәчүрди

түркийә авази радийоси хәвири: ризә вилайитиниң гүнәйсу наһийәсидә җүмә намизидин кейин хәлққә хитаб қилған җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған, су апитидә 6 пуқраниң һайатидин айрилғанлиқини, 5 пуқраниң йариланғанлиқини, йоқап кәткән 2 кишиниң тепилиши үчүн издәш – қутқузуш паалийәтлириниң изчил давамлашиватқанлиқини ейтти.

су апитидә һайатидин айрилғанларға аллаһ тааладин рәһмәт, уларниң аилә тавабиатлири вә йеқин – йоруқлириға сәвр - тақәт тилигән җумһур рәис әрдоған, талапәткә учриғучилардин йәнә бир қетим һал сориди.

апәт хәвири тарқалғандин тартип һазирғичә дөләтниң пүткүл имканийәтлирини сәпәрвәр қиливатқанлиқини ейтқан җумһур рәис әрдоған, ризә вилайитидә 328 издәш – қутқузуш хадимини өз ичигә алған җәмий 2 миң 860 хадим билән 705 машининиң вәзипә өтәватқанлиқини, апәт сәвәбидин тақалған 426 йолниң һәммисиниң ечилғанлиқини, ичимлик сүйи, енергийә вә хәвәрлишиштә һечқандақ қийинчилиқниң оттуриға чиқмиғанлиқини қәйт қилди.

су апитидә талапәткә учриғанларға тегишлик йардәмләрниң берилишкә башланғанлиқини әскәрткән җумһур рәис әрдоған, дәсләпки қәдәмдә ризә вилайити миқйасида 15 – ийул күни йүз бәргән су апитидә талапәткә учриғучилар үчүн 550 туралғу бәрпа қилидиғанлиқлирини тәкитләп мундақ деди: «су апитидә талапәткә учриған ризәлик вә артвинлик қериндашлиримиз хатирҗәм болсун, дөлитимиз барлиқ имканийәтлири билән бирликтә уларниң йенида.»

җумһур рәис әрдоған, ризә вилайитигә йетип бериштин бурун, су апитидин кейин ишлиниватқан хизмәтләр һәққидә, қатнаш вә қурулуш ишлири министири адил қараисмаилоғлидин учур игилигәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر