түркийә йавропа иттипақини қибрис реаллиқидин бихәвәр қелиш билән әйиблиди

түркийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси танҗу билгич, җосеп боррелниң қибрис тоғрисидики байанати тоғрисида йазма байанат елан қилди.

1678152
түркийә йавропа иттипақини қибрис реаллиқидин бихәвәр қелиш билән әйиблиди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси танҗу билгич, йавропа иттипақи ташқи мунасивәт вә бихәтәрлик сийасити йуқири дәриҗилик вәкили, қошумчә йавропа иттипақи комитети муавин рәиси җосеп боррелниң, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң шималий қибрис түрк җумһурийитидики зийаритидин кейин елан қилған байанати тоғрисида тохтилип: «бу байанат йавропа иттипақиниң қибрис реаллиқидин қанчилик йирақлишип кәткәнликиниң йеңи испати» деди.

байанатч танҗу билгич, җосеп боррелниң қайта ечиш қарар қилинған мараш һәққидики байанатиға мунасивәтлик бир соалға йазма җаваб бәрди.

у, йавропа иттипақи намидин елан қилинған бу байанатниң (түркийәгә нисбәтән) инавәтсиз һесаблинидиғанлинидиғанлиқини байан қилип: «боррелниң һөрмәтлик җумһур рәисимизниң шималий қибрис түрк җумһурийитидики зийаритидин кейин елан қилған байанати, йавропа иттипақиниң қибрис риаллеқидин қанчилик йирақлишип кәткәнликиниң йеңи испати. йавропа иттипақи һәмкарлиқи намидин елан қилинған вә бизгә нисбәтән инавәтсиз болған бу байанат, йавропа иттипақи ичидә рәт қилиш һоқуқини суйиистемал қилған җәнубий қибрис рим даирилири билән гиретсийәниң байанатчилиқи вә адвокатлиқини қилиштин башқа нәрсә әмәс. йавропа иттипақиниң бу позитсийәси арқилиқ қибрис мәсилисини һәл қилишта һәр қандақ иҗабий рол ойниши мумкин әмәс» дегәнләрни қәйт қилди.

түркийәниң шималий қибрис түрк җумһурийитиниң марашқа мунасивәтлик қарарини толуқ қоллайдиғанлиқини тәкитлигән билгич, сөзини давамлаштуруп: «бу қарарлар мараштики мүлүк игилириниң һоқуқини қоғдашниму мәқсәт қилиду. җумһур рәисимиз ейтқандәк, бу қарарлар йеңи наһәқчиликләрни пәйда қилмайду, әксичә кона наһәқчиликләрни йоқитиду» деди.

билгич байанатида, йавропа иттипақини қибристики реаллиқни көрүшкә вә «қибирс түрклири вә уларниң һоқуқлирини нәзәрдин сақит қилиш сийаситигә хатимә бериш»кә чақирди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر