әрдоған шималий қибриста зийарәттә болиду

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған бүгүн дөләт ишлири зийаритидә болуш үчүн шималий қибрис түрк җумһурийитигә йетип бариду.

1677293
әрдоған шималий қибриста зийарәттә болиду

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәислик мәһкимиси учур – алақә ишлири идарисиниң билдүрүшичә, әрдоған шималий қибрис түрк җумһурийити җумһур рәиси әрсин татарниң тәклипигә биинаән, 19 – 20 – ийул күнлири шималий қибрис түрк җумһурийитидә дөләт ишлири зийаритидә болидикән.

зийарәт даирисидә, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған шималий қибрис түрк җумһурийити мәҗлисиниң алаһидә йиғинида нутуқ сөзлайдикән, һәмдә бу  йәрдә бир хуш хәвәрни беридикән.

җумһур рәис әрдоған, «20 – ийул тинчлиқ вә әркинлик байрими күни» мунасивити билән өткүзүлидиған бир мурасимғиму қатнишидикән.

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған билән шималий қибрис түрк җумһурийити җумһур рәиси әрсин татарниң учришишида, шәрқий ақдеңиздики йеқинқи өзгиришләрдин сирт йәнә, түркийә билән шималий қибрис түрк җумһурийити оттурисидики мунасивәтләр кәң даирилик музакирә қилинидикән, һәмдә «қибрис даваси» һәққидә өзара пикир алмаштурулидикән.

әрдоған, зийарәт әснасидан йәнә, шималий қибрис түрк җумһурийити җумһур рәиси әрсин татар билән бирликтә шималий қибрис түрк җумһурийитидә қурулуши тамамланған түрлүк лайиһәләрни ишқа кириштүрүш вә қурулушини башлаш паалийәтлири үчүн өткүзүлидиған аммиви мурасимға иштирак қилидикән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر