чавушоғлу: 172 миң түркийә пуқраси булғарийәгә кирди

ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу «қурбан һйет» ни түркийәдә өткүзүшни көңлигә пүккән 172 миң түркийә пуқрасиниң булғарийәгә киргәнликини ейтти.

1677486
чавушоғлу: 172 миң түркийә пуқраси булғарийәгә кирди

түркийә авази радийоси хәвири: чавушоғлу, аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә, түркийәниң софийә әлчиханисиниң аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә түркийә сиртидики түркийә пуқралири һәққидики уқтурушини ортақлашқан учурида, әлчиханиниң, чегра еғизлирида йардәмгә тәййар икәнликини тәкитләп мундақ деди: «бу һейтта һәммимиз бир йәргә җәм болимиз. түркийәгә қарап сәпәргә атланған 172 миң пуқрайимиз түнүгүн булғарийәгә кирди. әлчиханимиз чегра еғизлирида йардәмгә тәййар. бу һәқтә һәмкарлашқанлиқи үчүн, булғарийә даирилиригә рәһмәт ейтимән. йол узун болуп, вәтәнгә болған сеғинишлиқ һессийатни тәсвирләп беришкә тил аҗизлиқ қилиду. әй пуқралиримиз, биз силәрниң роһий дунйайиңларни обдан билимиз. сәпириңлаш оңушлуқ болғай!.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر