түркийә йавропа иттипақи әдлийә сотиниң баш йағлиқни чәкләш қарариға наразилиқ билдүрди

түркийә йавропа иттипақи әдлийә соти (ABAD) ниң баш йағлиқни чәкләш қарариға наразилиқ билдүрди.

1676893
түркийә йавропа иттипақи әдлийә сотиниң баш йағлиқни чәкләш қарариға наразилиқ билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: ташқи ишлар министирлиқи тәрипидин елан қилинған йазма байанатта, йавропа иттипақи әдлийә соти (ABAD) ниң германийәдики икки айрим кархана хизмәтчилиригә қаратқан йағлиқни чәкләшкә алақидар ахирқи қарариниң диний әркинликни очуқ-ашкарә дәпсәндә қилғанлиқ икәнликини билдүрди.

байанатта мундақ дейилди:

«йавропани гөрүгә еливалған ислам дүшмәнлики, ирқчилиқ вә нәпрәт зәһири күнсери күчийиватқан бир пәйттә, йавропа иттипақи әдлийә соти (ABAD) ниң бу қарари диний әркинликни нәзәрдин сақит қилипла қалмай, айримчилиққа асас вә қануний капаләт һазирлап беридиған характергә игидур. биз һәм қануний һәм виҗданий нуқтидин хата болған шундақла исламға өчмәнлик қилиш нуқтисидин хәтәрлик  болған бу қарарни қаттиқ әйибләймиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر