алтун йавропа адаләт мәһкимисиниң йағлиқ тоғрисидики қарариға наразилиқ билдүрди

түркийә җумһурийити җумһур рәислик мәһкимиси учур - алақә ишлири идариси башлиқи фаһрәттин алтун йавропа адаләт мәһкимисиниң йағлиқ тоғрисидики қарариға наразилиқ билдүрди.

1676752
алтун йавропа адаләт мәһкимисиниң йағлиқ тоғрисидики қарариға наразилиқ билдүрди

түркийә авази радийоси хәврири: түркийә җумһурийити җумһур рәислик ммәһкимиси учур  - алақә ишлири идариси башлиқи фаһрәттин алтун, йавропа адаләт мәһкимисиниң йавропадики ширкәтләрниң муәййән шараит астида хизмәтчилириниң йағлиқ артишини чәклисә болидиғанлиқи тоғрисидики қарарини әйибләйдиғанлиқини билдүрди.

фаһрәттин алтун иҗтимаий таратқудики адресида байанат елан қилип, йавропа иттипақиниң қармиқидики әң йуқириқи дәриҗилик мәһкимиси болған йавропа адаләт диваниниң қарари тоғрисида тохталди.

у: «фашизмниң қануний асасқа игә қилинишиға инсанниң ишәнгүси кәлмәйду. бу хата қарар, ирқчилиқни йоллуқлаштуруш урунушидур. йавропа тарихидин қечишниң орниға уни бағриға бесишқа урунмақта. кишилик һоқуққа хилап бу қарарни әйибләймиз.» деди. 

 

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر