кападокйаниң һава шарлириға түркийә байриқи есилди

кападокйа һава шарлири 15-ийул демократийә вә миллий иттипақлиқ күни мунасивити билән, түркийә байриқи һәмдә лозункиларни көктә җәвлан қилдурди.

1675697
кападокйаниң һава шарлириға түркийә байриқи есилди

түркийә авази радийоси хәвири: адаләт вә тәрәққийат партийәсиниң нәвшәһир вилайәтлик шөбиси тәййарлиған «унтумидуқ, унтуғузмаймиз» вә «түркийәдин өткили болмайду» дегән шоарлар йезилған лозункилар билән түркийә байрақлири һава шарлириниң севитигә есилди.

бүгүн (2021-йили 15-ийул) әтигәндә нәвшәһирниң аванос наһийәси пашабағи районидин көккә көтүрүлгән шарлар, асманда интайин көркәм мәнзирәләрни пәйда қилди.

адаләт вә тәрәққийат партийәси нәвшәһир вилайәтлик шөбисиниң башлиқи әли кәмиккиран һава шарлириға есилған лозункилар арқилиқ дунйаға сигнал беришни үмид қилғанлиқлирини әскәртип: «251 шеһитимизни вә 2 миң 196 ғазимизни миннәт билән әсләймиз. уларни унтумиғанлиқимизни вә һәргизму унтумайдиғанлиқимизни көрситишни үмид қилдуқ. дунйаниң һәр қайси җайлиридин кәлгән меһманлиримиз бар. пүткүл дунйаға җайимиздин бу сигнални беримиз» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر