ақар қирғизистан пирезиденти билән көрүшти

дөләт мудапиә министири хулуси ақар қирғизистан пирезиденти садир җаппаров билән көрүшти.

1667425
ақар қирғизистан пирезиденти билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири:  қирғизистан дөләт мудапиә министири генерал майор таалайбек омуралиевниң тәклипигә биинаән қирғизистанға йетип барған  дөләт мудапиә министири хулуси ақарниң пайтәхт бишкәктики учришишлири давамлашмақта.

министир ақар, зийарәтлири даирисидә, қирғизистан пирезиденти садир җаппаров тәрипидин пирезидент мәһкимисидә қобул қилинди.

учришишта, ақарниң, дөләт башлиқлириниң рийасәтчиликидә чақирилған «түркийә – қирғизистан истиратегийәлик алий һәмкарлиқ кеңиши йиғини» ниң икки дөләт мунасивәтлириниң учқандәк тәрәққий қилишида муһим рол ойнаватқанлиқи һәм келәчәккә қарита йол хәритиси сизип бериватқанлиқини әскәрткәнлики؛ бу даиридә дөләт мудапиәси, бихәтәрлик вә мудапиә санаити мәсилилириниму өз ичигә алған көплигән саһәләрдә һәмкарлиқни чоңқурлаштуруш ирадилириниң қәтийликини тәкитлигәнлики, һәмдә фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилатиға қарши күрәштә һәмкарлиқниң наһайити зор әһмийәткә игә икәнликини қәйт қилғанлиқи билдүрүлди.

ақар, зийарәтлири даирисидә, «сәһрадики дана қәләмкәш» дәп аталған дунйаға даңлиқ қирғиз әдәбийатчи вә дипломат чиңгиз айтматовниң музейиниму зийарәт қилди.

зийарәттин кейин, музейниң шәрәп дәптирини имзалиған министир ақар, қирғизистандики учришишлирини ахирлаштурғандин кейин, таҗикистанға йүрүп кәтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر