миллий истихбарат тәшкилати (MIT) террорчиларға қарши нуқтилиқ һәрикәтлирини давамлаштурмақта

миллий истихбарат тәшкилати (MIT) тәрипидин ирақниң шималидики сулайманийә шәһридә елип берилған һәрикәттә, бөлгүнчи терорлуқ тәшкилати п к к ниң әзаси маһийә ачик билән сүрийә пуқраси роһа раҗи уҗуқтурулди.

1667413
миллий истихбарат тәшкилати (MIT) террорчиларға қарши нуқтилиқ һәрикәтлирини давамлаштурмақта

түркийә авази радийоси хәвири:  п к к/ к җ к кативашлириниң қандилниң җәнубиға вә сулайманийәгә аталмиш ​​рәһбәр сәвийәсидики террорчиларни әвәтмәкчи болғанлиқи миллий истихбарат тәшкилати (MIT) тәрипидин ениқланди.

террорлуқ тәшкилатниң районда ахбарат топлаш вә йәрлик һәмкарлашқучилар билән болған алақини күчәйтиш үчүн асос теғи вә униң әтрапида паалийәт қиливатқанлиқи муәййәнләштүрүлди.

террорлуқ тәшкилатниң аталмиш ​​рәһбәрлирини қандил, гара вә метина қатарлиқ тоқунуш районлиридин қачуруш үчүн бихәтәр йол вә панаһлиниш җайлири издәватқанлиқи көзүтүп бекитилди.

йуқири дәриҗилик тәшкилат башқурғучилириниң һәрикәт районидин қачурулуп, йәрлик хәлқ олтурақлашқан районларға йөткилишини тосуп қилиш үчүн миллий истихбарат тәшкилати (MIT) тәрипидин сулайманийә вилайитигә қарашлиқ шәрбазар наһийәсидә елип берилған һәрикәттә, 2014-йили тәшкилатқа қетилған махийә ачик вә 2015 – йили террорлуқ тәшкилатиға қатнашқан сүрийәлик әкин роҗава ләқәмлик роһа раҗи уҗуқтурулди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر