истанбул айродуруми йуқум башланғандин буйанқи әң алдираш күнлирини баштин кәчүрди

истанбул айродуруми 25-26-27-ийун күнлири һәр күни 100 миңдин артуқ йолучини күтүвелип, йуқум пәйда болғандин буйанқи әң алдираш күнләрни баштин кәчүрди.

1666450
истанбул айродуруми йуқум башланғандин буйанқи әң алдираш күнлирини баштин кәчүрди

түркийә авази радийоси хәвири: истанбул айродуруми башқуруш оргини — IGA иҗтимаий алақә тори арқилиқ байанат елан қилип: « 25-ийундин 27-ийунғичә болған үч күндә һәр күни 100 миңдин артуқ йолучини күтүвелиш арқилиқ тарқилишчан зукам пәйда болғандин буйанқи әң алдираш күнләрни баштин кәчүрдуқ. сағламлиқни асраш бойичә йолға қойған тәдбирлиримиз сайисида сайаһәт қилишни пиланлиған барлиқ меһманлиримизни әң йахши шәкилдә қарши елишқа тәййармиз» дегәнләрни қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر