чавушоғлу италийәдә бир қатар учришишларни елип барди

ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу 20 – г гуруһиниң нөвәтчи рәиси италийәниң тарихий матера шәһиридә саһибханилиқ қиливатқан 20 – г гуруһи  ташқи ишлар министирлири йиғин әснасида бәзи кәспдашлири билән икки тәрәплик учришишларни елип барди.

1666888
чавушоғлу италийәдә бир қатар учришишларни елип барди

түркийә авази радийоси хәвири: ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу 20 – г гуруһиниң нөвәтчи рәиси италийә тарихий матера шәһиридә саһибханилиқ қилған 20 – г гуруһи  ташқи ишлар министирлири йиғини әснасида бәзи кәспдашлири билән икки тәрәплик учришишларни елип барди.

чавушоғлу, йиғинда қилған сөзидә, 20 – г гуруһиниң «ковид – 19» йуқумиға қарши күрәштә башламчилиқ рол ойниши, ашқун риқабәтниң әмәс, һәмкарлиқниң асас болуши лазимлиқини ейтти.

министир чавушоғлу, аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә елан қилған байанатида, йиғинда тохталған мәсилиләр һәққидә мәлумат берип мундақ деди: «сиҗил, кәң даирилик вә сағлам йәр шари характерлик тәрәққийат тиришчанлиқлирини қоллаймиз, 20 – г гуруһи, <ковид – 19> йуқумиға қарши күрәштә башламчилиқ рол ойниши, ашқун риқабәт әмәс, һәмкарлиқ асас болуши лазим. африқадики өзгиришләргә қарита сүкүт қилалмаймиз.»

бу арилиқта, ташқи ишлар министирлири йиғини ахирлашқандин кейинн ташқи ишлар  вә тәрәққийат ишлири министирлири ортақ йиғини башланди.

чавушоғлу,  20 – г гуруһи  ташқи ишлар министирлири йиғини әснасида, бәзи кәспдашлири билән икки тәрәплик учришишларни елип барди.

у, аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә елан қилған байанатида, йиғин әснасида, әнглийә ташқи ишлар вәзири доминик рааб билән көрүшүп, түркийә -  әнглийә мунасивәтлири, сүрийә вә ливийәни өз ичигә алған районлуқ мәсилиләр һәққидә музакирә елип барғанлиқлирини билдүрди.

министир чавушоғлу, аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә елан қилған башқа бир учурида, аргентина дипломатийә министири сола билән көрүшүп, икки дөләт оттурисидики сийасий вә иқтисадий мунасивәтләр һәққидә музакирә елип барғанлиқлирини қәйт қилди.

дипломатик мәнбәләрниң билдүрүшичә, чавушоғлу, америка қошма иштатлири ташқи ишлар министири антони блинкен, нигер ташқи ишлар министири һассоми массодо, алҗирийә ташқи ишлар министири сабри буқадум, риванда ташқи ишлар министири винсент бирута қатарлиқлар биләнму икки тәрәплик учришишларни елип барған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر