түркийә 1-ийулдин башлап нормаллишиш басқучиға өтиду

түркийә 1-ийулдин башлап вухән вируси (Kovid-19) ға қарши туруш күриши даирисидә, тәдриҗий нормаллишишниң үчинчи басқучиға өтиду.

1665872
түркийә 1-ийулдин башлап нормаллишиш басқучиға өтиду

түркийә авази радийоси хәвири: ички ишлар министирлиқи тәдриҗий нормаллишишниң үчинчи басқучиға мунасивәтлик һөҗҗәт чиқарди, бу һөҗҗәт 81 вилайәтниң валий мәһкимилиригә әвәтилди.

буниңға асасән, сиртқа чиқиш вә шәһәрләр ара қатнаш чәклимилири 7-айниң 1-күни (2021) дин башлап ахирлишиду.

һөҗҗәткә асасланғанда, тәдбир даирисидә сода паалийәтлирини тохтатқан барлиқ сода-тиҗарәт орунлири вә киноханилар 7-айниң 1-күнидин башлап қайта ечилидикән.

7-айниң 1-күнидин башлап, барлиқ сода орунлири иҗазәтнамидики паалийәт даирисигә асасән бекитилгән ечилиш-тақилиш вақти арисида мулазимәт қилалайду.

вухән вирусиға қарши туруш даирисидә, тазилиқ, маска вә иҗтимаий мусапә қаидисигә риайә қилинған һалда, меһманханилардики чәклимиләр вә тәдбирләр тохтитилиду.

өй ичи вә сиртидики йемәк-ичмәк сорунлирида, бирла вақитта биллә болалайдиғанларниң саниға чәклимә қойулмайду.

той вә никаһ мурасимлирида йепиқ җайларға қойулған қатнашқучилар чәклимиси бикар қилиниду, йемәк-ичмәк билән тәминләшкә болиду.

консерт, фестивал, йашлар дала лагери қатарлиқ паалийәтләргә, бекитилгән пиринсипларға әмәл қилинған һалда рухсәт қилиниду.

баңладеш, биразилийә, җәнубий африқа, һиндистан, непал вә сири ланка қатарлиқ дөләтләрдин түркийәгә кәлгән кишиләр вә йеқинқи 14 күндә бу дөләтләрдә турғанларни мәҗбурий карантин қилиш әмәлдин қалдурулиду. бу кишиләрниң түркийәгә кириштин кәм дегәндә 72 саәт бурунқи нәтиҗиси мәнпий болған вухән вирусиға мунасивәтлик саламәтлик тәкшүрүш нәтиҗиси йетәрлик болиду.

афғанистан вә пакистандин түркийәгә кәлгәнләр вә йеқинқи 14 күндә бу дөләтләрдә турғанларни мәҗбурий карантин қилиш муддити 10 күнгә қисқартилиду. әгәр карантинниң 7-күни саламәтлик тәкшүрүш нәтиҗиси мәнпий болса, мәҗбурий карантин қилиш ахирлишиду. әгәр саламәтлик тәкшүрүш нәтиҗиси мусбәт болса, сәһийә министирлиқиниң вухән вируси көрсәтмиси бойичә чарә көрүлиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر