мәвлут чавушоғлу римда канада вә литва ташқи ишлар министирлири билән көрүшти

ташқи ишлар министири мәвлут чавушоғлу канада ташқи ишлар министири марк гарнав вә литва ташқи ишлар министири габриелиус ландсбергис билән көрүшти.

1665794
мәвлут чавушоғлу римда канада вә литва ташқи ишлар министирлири билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: мәвлут чавушоғлу италийәниң саһибханлиқида өткүзүлгән «терорлуқ тәшкилати даешқа қарши күрәш хәлқара бирләшмиси вә сүрийә мәсилиси» темилиқ чәклик министирлар қатнишидиған йиғин мунасивити билән римға йетип барған болуп, пайтәхт римда канада ташқи ишлар министири марк гарнав вә литва ташқи ишлар министири габриелиус ландсбергис билән көрүшти.

мәвлут чавушоғлу римда «терорлуқ тәшкилати даешқа қарши күрәш хәлқара бирләшмиси вә сүрийә мәсилиси» темилиқ чәклик министирлар қатнашқан йиғиндин кейин, г20 дөләтләр гуруһиниң нөвәтчи рәислик вәзиписини өтәватқан италийәниң саһиханлиқида  29 – ийун сәйшәнбә күни матера шәһиридә өткүзүлидиған  г20 дөләтләр гуруһи ташқи ишлар министирлири йиғиниғиму қатнишиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر