қайил қилиш тиришчанлиқлири нәтиҗисидә 3 террорчи тәслим болди

бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к дин қачқан 3 террорчи бихәтәрлик қисимлириға тәслим болди.

1665361
қайил қилиш тиришчанлиқлири нәтиҗисидә 3 террорчи тәслим болди

түркийә авази радийоси хәвири: ички ишлар министирлиқиниң байанатиға асасланғанда, министирлиқниң маслишиши астида елип берилған қайил қилиш тиришчанлиқлири нәтиҗисидә 3 нәпәр п к к терорчиси бихәтәрлик қисимлириға тәслим болған.

терорчиларниң 2013-йилдин 2015-йилғичә болған арилиқта п к к ға қатнашқанлиқи вә сүрийә билән ирақта паалийәт қилғанлиқи ениқланди.

қайил қилиш хизмәтлири нәтиҗисидә, бу йил тәслим болған террорчиларниң сани 89 ға йәтти.

бу арилиқта ички ишлар министирлиқи шернак мәркизи бестлер дерел районида  2 нәпәр п к/ к җ к терорчисиниң уҗуқтурулғанлиқини елан қилди.

«Eren-13» һәрикити даирисидә, райондики елип бериливатқан һәрикәтләр үзлүлксиз давамлашмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر