мустапа шәнтоп җибути дөләт байримини тәбриклиди

түркийә бүйүк миллий мәҗлиси (парламенти)  башлиқи мустапа шәнтоп җибути дөләт байрими мунасивити билән җибути парламенти башлиқи муһәммәд әли һумедни тәбриклиди.

1665480
мустапа шәнтоп җибути дөләт байримини тәбриклиди

түркийә авази радийоси хәвири: мустапа шәнтопниң муһәммәд әли һомедқа йоллиған тәбрикнамиисда, җибутиниң дөләт байрими мунасивити билән түркийә хәлқи вә өз намидин дост вә қериндаш җибути хәлқини тәбрикләйдиғанлиқи билдүрүлди.

мустапа шәнтоп түркийәниң җибути билән болған мунасивәтлириниң һәр саһәдә тәрәққий қилишиға әһмийәт беридиғанлиқини тәкитләп, «ортақ тиришчанлиқимиз билән күчәйтәләйдиған парламентлар ара зийарәт вә алақиләр шүбһисизки, мунасивәтлиримизгә иҗабий төһпиләрни қошиду. дөләт байримиңларни йәнә бир қетим тәбрикләш билән биргә, сизгә вә сиз арқилиқ җибути парламентиниң һөрмәтлик әзалириға саламәтлик вә утуқлуқ тиләймән» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر